пакистанниң балучистан өлкисидә йүз бәргән бомба һуҗумида, төт киши қаза қилди

пакистанниң балучистан өлкисидә бир сийасий партийәниң йиғилишини һуҗум нишани қилған бомба һуҗумида, төт киши қаза қилип, бәш киши йариланди.

2095411
пакистанниң балучистан өлкисидә йүз бәргән бомба һуҗумида, төт киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: балучистан өлкисигә қарашлиқ сиби районида сабиқ баш министир имран хан әзаси болған пакистан адаләт һәрикити партийәсиниң сийасий йиғилишида, бомба һуҗуми йүз бәри.

төт киши қаза қилип, бәш киши йариланған бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиди.

пакистанда 8 - феврал (2024) да өткүзүлидиған чоң сайламдин илгири пакистанниң охшимиған шәһәрлиридә террорлуқ һуҗумлири көпәймәктә.

түнүгүн (30-йанвар) балучистан өлкисигә қарашлиқ мач шәһиригә ракетамийот вә аптоматик қораллар билән һуҗум қилған бөлгүнчи балучистан азадлиқ армийәси (BLA) ниң нурғун җәңчилири өлтүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر