германийә җәнубий деңиздики игилик һоқуқ ихтилапини тинч йол билән һәл қилиш керәкликини тәкитлиди

германийә ташқи ишлар министири анналина байербок җәнубий җәнубий деңиздики талаш-тартишларни тинч йол билән һәл қилиш керәкликини вә дөлитиниң җиддийликни пәсәйтишкә йардәм беришкә тәййар икәнликини оттуриға қойди.

2087820
германийә җәнубий деңиздики игилик һоқуқ ихтилапини тинч йол билән һәл қилиш керәкликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: филиппин зийарити даирисидә пирезидент фердинанд маркос вә йуқири дәриҗилик әмәлдарлар билән көрүшкән байербок, мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, хитайниң җәнубий деңиздики һәрикәтлириниң райондики башқа дөләтләрниң иқтисадини хәтәргә иттиргәнликини, германийәниң райондики җиддийликни пәсәйтиш тиришчанлиқлириға йардәм беришкә тәййар икәнликини тәкитлиди.

у, җәнубий деңизниң дунйадики һайатий күчкә толған иқтисадий районларниң бири икәнликини тилға елип: «һазир талаш-тартишларни һәммә бирликтә тинч йол билән һәл қилиш механизмлирини орнитидиған пәйт кәлди. дунйа башқа бир киризисқа моһтаҗ әмәс. нөвәттә нурғун киризис бар» деди.

җәнубий деңизға қирғақдаш дөләтләр иккинчи дунйа урушидин кейин мустәқиллиққа еришкәндин буйан, игилик һоқуқ талаш-тартишлириға тема болуп кәлмәктә.

хитай 1947-йили елан қилинған бир хәритини асас қилип, җәнубий деңизниң %80 тин көпрәкиниң игилик һоқуқини тәләп қилмақта. филиппин, вийетнам, бируней вә малайшийа қатарлиқ қошна дөләтләрму бу районда һәққи барлиқини оттуриға қоймақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر