америка шималий корейәниң русийәни башқурулидиған бомба билән тәминлигәнликини илгири сүрди
ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирби йеқинқи мәзгилләрдики русийә – шималий корейә йеқинлишиши тоғрисида тохталди.
2084800
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири һөкүмити шималий корейәни русийәни баллистик башқурулидиған бомба вә башқурулидиған бомба қойуп бериш супилири билән тәминләш билән әйибләп, мәзкур башқурулидиған бомбиларниң бәзилириниң москва тәрипидин украинаға қойуп берилгәнликини илгири сүрди.