фирансийәдә көчмәнләр қануни үстидин асасий қанун кеңишигә әрз сунулди

фирансийәдә өктичи парламент әзалири парламент тәрипидин мақулланған көчмәнләр қанунини асасий қанунға хилап дәп қариғанлиқлири үчүн асасий қанун кеңишигә әрз қилғанлиқлирини билдүрди.

2080112
фирансийәдә көчмәнләр қануни үстидин асасий қанун кеңишигә әрз сунулди

түркийә авази радийоси хәвири: бойун әгмәс фирансийә (LFI) партийәси парламент әзаси антонин леумент X иҗтимаий алақә суписида елан қилған байанатида, өктичиләрдин «NUPES» иттипақини тәшкиллигән партийәләрниң көчмәнләр қанунини асасий қанун кеңишигә әрз қилғанлиқини билдүрди.  

леумент бу қанундики нурғун маддиларни бикар қилидуридиғанлиқини тилға елип, парламенттики охшимиған өктичи партийәләрниң бирләшмә байанатини  һәмбәһирлиди.

байанатта, көчмәнләр қанунидики нурғун маддиларниң асасий қанунға хилап икәнлики тәкитләнди.

байанатта, партийәләрниң мәзкур қанунни пүтүнләй әмәлдин қалдурүш үчүн асасий қанун кеңишигә сунғанлиқи, көчмәнләр қануниниң охшимиған маддилириниң хусусий турмушниң мәхпийәтлик һоқуқиға вә баравәрлик принсипи қатарлиқ  бир қатар һәқ - һоқуқларға дәхли-тәруз қилғанлиқи уқтурулди.

фирансийә парламенти 19 - декабирда көчмәнләр қанунини мақуллиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر