X дунйа миқйасида тәхминән бир саәт бойичә улиниш мәсилисигә йолуқти

мәркизи америкаға җайлашқан иҗтимаий алақә суписи екс (X) дунйа миқйасида тәхминән бир саәт бойичә улиниш мәсилисиини баштин кәчүрди.

2079192
X дунйа миқйасида тәхминән бир саәт бойичә улиниш мәсилисигә йолуқти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаниң һәрқайси җайлиридики тор бекәтләрниң улиниш мәсилилирини рәтләп чиққан «Downdetector» ториниң билдүришичә, абонтлар түркийә вақти 09:00 әтрапида ексқа улиништа мәсилигә йолуққанлиқлирини доклат қилишқа башлиған.

бу улиниш мәсилиси дунйаниң һәммила җайлирида тәң көрүлгән.

«Downdetector»тори тәхминән бир саәт аваричилиқтин кейин, ексниң нормал һалға кәлгәнликини уқтурған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر