косову сахта йавроларниң қийинчилиқиға дуч кәлди

балқанға җайлашқан косову йеқинқи күнләрдә сахта йавро тәңгилириниң көпийиши сәвәбидин зор қийинчилиқларға дуч кәлмәктә.

2075970
косову сахта йавроларниң қийинчилиқиға дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: косовуда сахта пуллар көпинчә иҗтимаий таратқу супилирида елинған адреслар арқилиқ  базарға селинмақта. бу пулларға һәқиқий қиммитиниң тәхминән йеримиға херидар чиқиду.

косову әдлийә тиббий агентлиқиниң пул тәкшүрүшкә мәсул әмәлдари надирә ибраһими бу йил (2023) мәзкур идарә тәкшүргән метал йавро тәңгилириниң %90 тин көпиниң сахта икәнликини билдүрди.

у сахта тәңгә пулларни қениқ рәңги, шәклиниң охшимаслиқи вә магенитқа күчлүк чаплишидиғанлиқи қатарлиқ алаһидиликлири билән, раст тәңгә пуллардин асанла айривалғили болидиғанлиқини әскәртти.

косовуда нурғун сода-сетиқ җайлири икки йавро тәңгисини қобул қилмайду.

косову сақчилири 29-нойабир қозғиған бир қетимлиқ зәрбә бериш һәрикитидә, тәхминән 85 миң йавро сахта тәңгә пулни шималий македонийәдин косовуға елип маңған алтә кишини тутқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر