трамп: қайта пирезидентлиққа сайлансам мексика чеграсини тақаймән

америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти доналд трамп қайта пирезидентлиққа сайланса, америка-мексика чеграсини тақайдиғанлиқини ейтти.

2073862
трамп: қайта пирезидентлиққа сайлансам мексика чеграсини тақаймән

түркийә авази радийоси хәвири: америкида чиқидиған «‹ Politico› гезити» ниң хәвиригә қариғанда, трамп «фокс нийус» (Fox News) қанилиниң хәвәр анализчиси сеан ханнити билән сөһбәт өткүзгән.

трамп сөһбәт давамида, сеан ханнитиниң, «әгәр иккинчи қетим америка пирезиденти болуп сайлансиңиз, рәқиблириңизгә қандақ позитсийә тутисиз, улардин интиқам аламсиз йаки алмамсиз?» дегән соалиға: «вәзипигә олтурған тунҗи күнила <мустәбит> ролини ойнап, америка - мексика чеграсини тақап, бурғилаш паалийәтлирини елип беришни халаймән, әмма мән мустәбит әмәс» дәп җаваб бәргән.

у йәнә, америка пирезиденти җо байдинниң 2024-йилдики сайламда «роһий вә җисманий җәһәттики сағламлиқ мәсилилири сәвәбидин» намзат болалмайду, дәп қарайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر