финландийә русийәгә ечилидиған барлиқ чегра еғизлирини тақиветишкә тәййарлиқини билдүрди

финландийә русийә билән болған барлиқ чегралирини тақашқа тәййар икәнликини уқтурди.

2065900
финландийә русийәгә ечилидиған барлиқ чегра еғизлирини тақиветишкә тәййарлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә малийә министири, қошумчә муавин баш министер риикка пурра Yle TV1 қанилиниң «а-сөһбәт» намлиқ пирограммисида сөз қилип: «әгәр тақаш қарариниң чегра вәзийитини тинчландурушқа пайдиси болмиса, интайин төвән еһтималлиқ болсиму, кейинки қәдәмни бесишимизға тоғра келиду. у болсиму, пүткүл шәрқ чегралиримизни тақап, панаһлиқ тиләш ишлирини шәрқий чеградин йирақ җайларға мәркәзләштүрүш» деди.

финландийә мусапирларниң тәвәликигә киришиниң алдини елиш үчүн, бүгүн (18-нойабир) дин башлап русийә билән болған чегралиридики тоққуз еғизниң төтини тақашни қарар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر