абдуллаһийан һәниййә билән телефонлашти

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййә билән телефонда көрүшүп, пәләстиндики өзгиришләр һәққидә музакирә елип барди.

2059837
абдуллаһийан һәниййә билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: абдуллаһийан аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған байанатида, түнүгүн кәчтә һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййә билән телефонда көрүшкәнликини؛ телефон сөһбитидә, пәләстинниң нөвәттики вәзийити һәққидә  музакирә елип барғанлиқлирини әскәртип мундақ деди:

«телефон сөһбитимиздә, ғәззә райони вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң һазирқи әһвалини музакирә қилдуқ.»

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййә 31 – өктәбир күни қатарниң пайтәхти доһада бир йәргә җәм болғаниди.

 һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға бесип киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда, һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر