ғәззәдики тоқунушларда 16 журналист өлтүрүлди

хәлқара журналистлар бирләшмиси (IFJ) исраилийә- пәләстин тоқунуши башланған 7- өктәбирдин буйан ғәззәдә 16 мухбирниң қаза қилғанлиқини елан қилди.

2053995
ғәззәдики тоқунушларда 16 журналист өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара журналистлар бирләшмисиниң интернет сәһиписидә елан қилинған йазма байанаттики өлтүрүлгән журналистларниң саниға өзгәртиш киргүзүлди.

байанатта «давамлишиватқан тоқунушларда һазирғичә 16 мухбирниң өлтүрүлгәнлики, нурғун мухбирниң йариланғанлиқи вә йоқап кәткәнлики» қәйт қилинди.

байанатта йәнә, бир журналист билән фотограф мухбириниң из – дерикиниң йоқлуқи әскәртилди.

хәлқара журналистлар бирләшмиси йәнә, тоқунуш саһәсидә вәзипә өтәватқан журналистларни «зөрүр болған алдини елиш тәдбирлирини қоллинишқа, бихәтәрлик үскүнилирини тақашқа вә өзлири ишләватқан ахбарат органлири бу үскүниләр билән тәминлимисила, тоқунуш мәйданиға кирмәсликкә» чақирди.

бирләшминиң илгирики байанатида, исраилийәниң һуҗумлирида 13 мухбирниң қаза қилғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر