исраилийә хәлқи нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайишлирини давамлаштурмақта

исраилийә хәлқи (18 – май) шәнбә күни пүтүн мәмликәт миқйасида кәң көләмлик намайиш өткүзди.

2141235
исраилийә хәлқи нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайишлирини давамлаштурмақта
israil esir takasi icin protesto.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: намайишта ғәззә районида уруш тохтитиш, пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамас билән әсирләрни алмаштуруш келишими түзүш вә баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң истипа беришини тәләп қилди.

исраилийәдә һәр шәнбә күни ғәззә районидики исраилийәлик әсирләрни елип келиш келишимигә имза қойуш чақириқи елан қилинидиған вә нетанийаһу һөкүмитигә қарши елип берилидиған намайишлар бу шәнбиму кәң көләмлик  қатнишиш вә паалийәтләр билән үзүлмәй давамлашти.

һөкүмәткә қарши намайишқа қатнашқан нәччә онмиңлиған киши ғәззәгә қаритилған һуҗумни ахирлаштурмаслиқ вә әсирләрни қайтуруп кәлмәслик мәсилисидә сийасий ирадиниң пәрвасизлиқини тәнқид қилди вә дөләт тарихидики «әң радикал оң қанат һөкүмәт» ниң истипа беришини шундақла муддәттин бурун сайлам өткүзүлишини тәләп қилди.

пайтәхт тел авив, һайфа, бируссәби вә ғәрбий қуддустин башқа йәнә нетанйаһуниң өйи җайлашқан шималдики қәйсәрйа шәһири вә дөләтниң охшимиған җайлирида һөкүмәтниң истипа бериши шундақла әсирләрниң қайуруп келинишини тәләп қилип кәң көләмлик намайилар давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر