украина май ейи киргәндин буйан русийәниң төт уруш айропиланини етип чүшүрди

украина донетсик районида русийәгә тәвә Su-25 типлиқ уруш айропиланини етип чүшүрди.

2141263
украина май ейи киргәндин буйан русийәниң төт уруш айропиланини етип чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, «русийә айропиланлирини етип чүшүрүш давамлашмақта. 110 - машинилашқан биригадаға тәвә украина җәңчилири донетсик районида росийәниң Su-25 типлиқ уруш айропиланини етип чүшүрди. май ейиниң бешидин буйан 110 - машинилашқан биригадаға тәвә айропиланларға қарши әтрәт мушуниң билән русийәниң төтинчи айропиланини етип чүшүргән болди» дейилди.

2022 - йили 24- - февралда русийә пирезиденти виладимир путинниң украинани ишғал қилиш буйруқи чүшүриши билән русийә-украина уруши башланған иди.

путин украинаниниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болишиниң алдини елиш вә украинани давамлиқ русийәниң тәсири стида тутуп туруш үчүн украинани һәрбийсизләштүрүшни вә натсистлардин тазилашни мәқсәт қилидиғанлиқини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر