волкәр түрк қуран кәримгә қилинған һөрмәтсизликләргә наразилиқ билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати(б д т)кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түрк қуран кәримгә қилинған һөрмәтсизлик қилиш вә уни көйдүрүш қилмишлирини,болупму зораванлиқ вә бөлүнүшкә елип баридиған қутратқулуқ қилмишлирини рәт қилидиғанлиқлирини билдүрди.

2046813
волкәр түрк қуран кәримгә қилинған һөрмәтсизликләргә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т кишилик һоқуқ алий комисари волкәр түрк, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54- қетимлиқ йиғини даирисидә өткүзүлгән «кәмситиш, дүшмәнлик йаки зораванлиқни кәлтүрүп чиқиридиған диний өчмәнликниң түп сәвәби вә униң кишилик һоқуққа көрситидиған тәсири» темилиқ сөһбәт йиғинида сөз қилди.

кишилик һоқуқ кеңишиниң 7- айда қуран кәримгә қилинған һуҗумлар һәққидә мәхсус җиддий йиғин чақирғанлиқини әскәрткән комиссар волкәр түрк, шуниңдин кейин, бәзи дөләтләрдә қуран кәримни аммиға очуқ җайларда көйдүрүш қилмишлириниң давамлашқанлиқини қәйт қилди.

б д т кишилик һоқуқ алий комиссари түрк: «мән қуран кәримгә қилинған һөрмәтсизлик қилиш, уни көйдүрүш қилмишлирини, болупму зораванлиқ вә бөлүнүшкә елип баридиған қутратқулуқ қилмишлирини қәтий рәт қилимән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر