ливийәдә кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар сани 4 миң 333 кә йәтти

ливийәниң шәрқий қисмида 10-сентәбир (2023) йүз бәргән кәлкүн апитидә җенидин айрилғанлар сани 4 миң 333 кә йәтти.

2046502
ливийәдә кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар сани 4 миң 333 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати ливийә ишлири ишханиси җиддий қутқузуш гурупписиниң мәсули һалә худари ливийәдики кәлкүн апити һәққидә торда доклат бериш йиғини өткүзди.

худари ливийәдә йүз бәргән боран-чапқун сәвәбидин қаза қилғанлар саниниң 4 миң 333 кә көпәйгәнликини, җәсәт топлаш паалийәтлириниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

у апәт районида 8500 кишиниң йоқап кәткәнликини, қаза қилған 101 сәһийә хадиминиң ичидә 25 дохтурниңму барлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу ливийәдики сәһийә тармақлири үчүн зор йоқитиш һесаблиниду.»

ақдеңизға тәсир көрсәткән вә 10-сентәбир күни ливийәниң шәрқигә еғир талапәт йәткүзгән «данийал» намлиқ боран - чапқун апити, бинғази, бәйза, мәрҗ, сусә вә дәрнә шәһәрлиридә кәлкүн апәтлирини кәлтүрүп чиқарғаниди.

ливийә миллий бирлик һөкүмитиниң баш министири абдулһәмид дибәйбә 11-сентәбир күни кәлкүн апити сәвәбидин дөләт миқйасида үч күнлүк матәм елан қилғаниди.

 ливийә пирезидент кеңишиму қериндаш дөләтләр билән хәлқаралиқ тәшкилатларни кәлкүн апитидә талапәткә учриған районларға йардәм беришкә чақирғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси тәрипидин 10-айниң 2-күни елан қилинған доклатта билдүрүлүшичә, ливийәдики кәлкүн апити сәвәбидин 4 миң 255 киши һайатидин айрилған, 250 миң киши талапәткә учриған, 40 миң киши өй – маканлириднн айрилип қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر