пригоҗинниң өлүми дунйа мәтбуатлирида кәң орун алди

русийәниң йалланма әскәр ширкити «вагнер» ниң қурғучиси пригоҗинниң өлүми дунйа мәтбуатлирида йеқиндин көзитилмәктә.

2028589
пригоҗинниң өлүми дунйа мәтбуатлирида кәң орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң «The Wall Street Journal» гезити, «вагнерниң рәһбирини елип маңған айропилан чүшүп кәтти. айропиландикиләрниң һәммиси қаза қилди» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.  гезиттә пригоҗинниң русийә һөкүмитигә қарши нәтиҗисиз исйан башлиғанлиқиму әскәртилди.

«вашингтон почтиси гезити» болса, русийә мәтбуатлирини мәнбә көрсәткән һалда вәқәниң тәпсилатини хәвәр қилди. гезит пригоҗинниң өтмүши тоғрисидики тәпсилатларни һәмбәһирлиди.

«нийу йорк вақти гезити» пригоҗинниң айропиланда қаза қилғанлар арисида икәнликигә даир мәлуматларға орун аҗратти.  гезит москва билән вагнероттурисидики айрилишқа сәвәб болған җәрйанларниму тәпсилий хәвәр қилди.  

әнглийәниң «телеграф гезити», «русийә пригоҗинниң айропилан вәқәсидә қаза қилғанлиқини ейтмақта, иттипақдашлар русийә президенти владимир путинни ишарә қилмақта» сәрләвһилик хәвәр елан қилди. гезиттә, бихәтәрлик мәнбәлириниң бу вәқәни путинниң буйруқи билән елип берилған сүйиқәст икәнликигә ишинидиғанлиқиға алаһидә орун аҗритилди.

«қуйаш гезити» болса, бу вәқәгә путинниң җавабкар икәнликини тәкитләп, «путинниң өч елиши» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

«The Guardian » гезити, америка пирезиденти җо байдинниң путинни ишарә қилғанлиқини тәкитләп, бу вәқәниң башқа русийә сәрхиллириға қарита бир агаһландуруш икәнликигә даир қарашлирини һәмбәһирлиди.

германийәниң «Alman Bild» гезити, «йалланма қошунниң хоҗайини өлди» сәрләвһилик хәвиридә, пригоҗинниң һайати вә вәқәниң тәпсилатлирини хәвәр қилди.

франсийниң «ле монде» гезити, пригоҗинниң ийун ейида москва һөкүмитигә қарши исйан көтүргәнликини әскәртип, русийәниң бу вәқәгә қарита сүкүт қилип турувалғанлиқи тәрәпкә һәмминиң диққитни тартти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر