зимбабве төт журналистни чеградин қоғлап чиқарди

зимбабведә президентлиқ вә омумий сайлам үчүн ахирқи тәййарлиқлар елип бериливатқан бир пәйттә, җәнубий африқилиқ төт нәпәр журналист чеградин қоғлап чиқирилди.

2026734
зимбабве төт журналистни чеградин қоғлап чиқарди

түркийә авази радйоси хәвири: зимбабве һөкүмити байанатчиси ник мангвана дөләткә кириш мәқсити һәққидә һөкүмәткә йалған байанат бәргәнлики байқалған төт нәпәр җәнубий африқалиқ мухбириниң чеградин қоғлап чиқирилғанлиқини елан қилди.

мангвана сайламни көзитиш үчүн кәлгән көзәткүчиләр вә журналистларниң дөләткә кириш җәрйанида алдин мәлумат бәргән болишиниң мәҗбурий икәнликини билдүрүп, дөләткә киришниң сәвәби тоғрисида мәсулларни қаймуқтурған кишиләрниң биринчи айропилан билән қайтуривитилидиғанлиқини  тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر