америка түркийәниң ашлиқ келишимини әслигә кәлтүрүш тиришчанлиқиға йуқири баһа бәрди

америка қошма иштатлири түркийәниң қара деңиз ашлиқ келишимигә қайтип келиши үчүн русийәгә бесим ишлитиватқанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрди.

2022119
америка түркийәниң ашлиқ келишимини әслигә кәлтүрүш тиришчанлиқиға йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер русийә пирезиденти виладимир путинниң авғусттики түркийә зийарити һәққидики бир соалға җаваб берип: «мән бизниң түркийәниң русийәни қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә қайтип келишкә қисташ йолидики ролини қарши алидиғанлиқимизни дегәндин башқа, зийарәт тоғрисида бир нәрсә демәймән» деди.

у түркийәниң ашлиқ каридро келишимидики роли һәққидә тохтилип: «(түркийә әмәлдарлири) баштин - ахир бу һәқтә келишим һасил қилиш вә русийәни келишимни давамлаштурушқа қайил қилиш җәһәттә интайин иҗабий болуп кәлди» деди.

байанатчи миллер түркийәниң ашлиқ келишимини давамлаштуруш мәсилисидики «иҗадкар роли» ни давамлаштурушини арзу қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған истанбулда мухбирларниң путинниң түркийә зийарити тоғрисидики бир соалиға җаваб берип: «вақти техи муәййәнләшмиди. әмма, ташқи ишлар министири, истихбарат идариси башлиқи қатарлиқларниң һәммиси сөһбәтләрни давамлаштуруватиду. бу сөһбәтләр даирисидә бу зийарәт авғустта ишқа ашурулиду, дәп ойлаймән» дегәниди.

2022- йили 24 - ийун башланған русийә- украина урушиниң дунйа ашлиқ баһасиға көрситидиған тәсирини азайтиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), русийә, түркийә вә украина 2022 – йили 22 – ийул истанбулда сөһбәт өткүзүп, қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә имза қойғаниди.

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димирий песков муддити тошқан келишим тоғрисида 17 - ийул байанат елан қилип: «ашлиқ каридори келишими рәсмий ахирлашти, тохтитилди. русийә мунасивәтлик шәртләр орундалған һаман дәрһал ашлиқ келишимигә қайтип келиду. келишимниң русийәгә мунасивәтлик қисми орундалмиди» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر