америка - тәйвән сода келишими қанунлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин тәйвән билән болған сода келишимини имзалап қанунлаштурди.

2021630
америка - тәйвән сода келишими қанунлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, пирезидент байдин «21-әсир сода саһәсисдә америка-тәйвән тәшәббуси» сөһбитигә асасән тунҗи сода қанун лайиһәсини имзалиған.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, бу қанун лайиһәсиниң тәйвән билән  асасий қанун җәһәттин бирқатар әндишиләргә сәвәб болған бир қисим қошумчә сода келишимлирини кеңишиш тәләплириниму өз ичигә алидиғанлиқини қәйт қилған.

америка қошма иштатлири билән тәйвән оттурисидики «21-әсир сода саһәсисдә америка-тәйвән тәшәббуси» сөһбити даирисидә, таможна ишлирини башқуруш вә содини қулайлаштуруш, қаттиқ назарәт қилип башқуруш түзүми, чирикликкә қарши күрәш, кичик вә оттура типтики карханилар қатарлиқ мәсилиләрдә келишим һасил қилинғаниди.

бу келишим арқилиқ америка карханилириға тәйвән вә тәйвәнлик херидарларни техиму көп мәһсулат билән тәминләш пурсити йаритип берилидиғанлиқи, болупму кичик ва оттура типтики карханиларға һәр икки дөләтниң базарлирида мәбләғ селиш вә иқтисадий пурсәт йаритип беридиғанлиқи қәйт қилинғаниди.

келишимниң ишчилар вә карханиларниң йеңилиқ йаритиш вә кәң даирилик иқтисадий тәрәққийатни илгири сүрүши үчүн, сода шериклик мунасивәтлирини чоңқурлаштуруп, америка билән тәйвән оттурисидики содини йахшилайдиғанлиқи оттуриға қойулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر