украина: әрдоған путинни ашлиқ каридори келишимигә қайтуруп келәләйдиған бирдинбир рәһбәр

украина ташқи ишлар министири димитро кулеба җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти виладимир путинни қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә қайтуралайдиған бирдинбир рәһбәр икәнликини оттуриға қойди.

2020063
украина: әрдоған путинни ашлиқ каридори келишимигә қайтуруп келәләйдиған бирдинбир рәһбәр

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министири кулеба украина рәсмий хәвәр агентлиқи — укринформниң қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә мунасивәтлик соаллириға җаваб бәрди.

русийәниң ашлиқ келишимини тохтатқанлиқиға ишарәт қилған кулеба, украинаниң путинни бу келишимгә қайтуруп келиш мәсилисидә түркийә билән алақә қиливатқанлиқини тилға елип: «украина путинниң қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә қайтип келиши үчүн әрдоған билән маслишиватиду. әрдоғанму бу мәсилидә (украина пирезиденти виладимир) зеленский билән алақә қиливатиду. бу өзара мәнпәәт мәсилиси. әрдоған путинниң  келишимгә қайтишиға капаләтлик қилалайдиған бирдинбир рәһбәр» деди.

2022- йили 24 - ийун башланған русийә- украина урушиниң дунйа ашлиқ баһасиға көрситидиған тәсирини азайтиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), русийә, түркийә вә украина 2022 – йили 22 – ийул истанбулда сөһбәт өткүзүп, қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә имза қойғаниди.

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков муддити тошқан келишим тоғрисида 17 - ийул байанат елан қилип: «ашлиқ каридори келишими рәсмий ахирлашти, тохтитилди. русийә мунасивәтлик шәртләр орундалған һаман дәрһал ашлиқ келишимигә қайтип келиду. келишимниң русийәгә мунасивәтлик қисми орундалмиди» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر