путин: хәлқимизгә қорал тәңлигән барлиқ кишиләр җазаға тартилиду

русийә пирезиденти путин вагнер бихәтәрлик ширкитиниң қораллиқ исйанидин кейин байанат елан қилди...

2003855
путин: хәлқимизгә қорал тәңлигән барлиқ кишиләр җазаға тартилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти путин вагнер бихәтәрлик ширкитиниң қораллиқ исйанидин кейин байанат елан қилип, русийә хәлқигә қорал тәңлигән барлиқ кишиләрниң җазаға тартилидиғанлиқини ейтти.

русийә пирезиденти виладимир путин русийә дөлити билән бихәтәрлик ширкити вагнер оттурисида баш көтүргән киризистин кейин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, вагнерниң һәрикитигә «қораллиқ топилаң» дәп баһа бәрди.

барлиқ фирунтлардики һәр қайси қисимларниң қоманданлири билән көрүшкәнликини, армийәниң қәһриманларчә җәң қилишни давамлаштуруватқанлиқини тилға алған путин, русийә пуқралири, әскәрлири вә бихәтәрлик қисимлириға һәмдә йалғанлар вә тәһдитләр арқилиқ қораллиқ исйан йолиға иттирилгәнләргә хитаб қилип: «һазир хәлқимизниң кәлгүси бекитиливатиду, шуңа һәр хил җедәлләрни бир чәткә қайрип қойуп, барлиқ күчләр иттипақлишиши керәк» деди.

«биз русийәни қайта бөлүшкә йол қоймаймиз. хәлқимизни қоғдаймиз» дегән ибариләрни ишләткән виладимир путин, русийә армийәсиниң қораллиқ қозғилаңни тәшкиллигүчиләрни бир тәрәп қилиш үчүн зөрүр болған буйруқларни тапшурувалғанлиқини билдүрди.

путин қораллиқ исйан көтүрүшкә урунғанларниң муқәррәр һалда җазалинидиғанлиқини, уларниң қанун вә амма алдида җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини тәкитлиди.

вагнер киризисини җәмийәтни парчилаш вә хәлқни арқидин хәнҗәрләш дәп тәсвирлигән путин: «биз һәр хил қийинчилиқларни йеңип, техиму күчлимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

русийә бихәтәрлик (йалланма әскәрләр) ширкити «вагнер»ниң қурғучиси йевгений пригоҗин русийә армийәсини вагнерға һуҗум қилиш билән әйибләп, өзлириниң инкас қайтуруш үчүн һәрикәткә өткәнликини билдүргәниди.

пригоҗин өзиниң телеграмма суписидики қанилида байанат елан қилип, русийә армийәсиниң вагнерниң газармилириға һуҗум қилип, нурғун вагнер әскирини өлтүргәнликини илгири сүргәниди.

у вагнерниң буниңға җаваб қайтуридиғанлиқини тәкитләп: «бүгүн бизниң адәмлиримизни өлтүргән вә онмиңлиған русийә әскириниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғанлар җазалиниду. алдимизға чиққан һәр қандақ адәмни тәһдит дәп қарап, дәрһал йоқитимиз. бизниң йолимизни торашқа урунмаңлар. биз башлиған ишимизни түгәткәндин кейин, алдинқи сәпкә қайтип, вәтинимизни қоғдашни давамлаштуримиз» дегәниди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, иҗтимаий таратқулардики вагнер газармилириға мунасивәтлик икәнлики илгири сүрүлгән көрүнүшләрниң «сахта» вә «иғвагәрчилик»тин ибарәт икәнликини билдүргән؛ байанатта: «пиригоҗин вә униң қоллиғучилириниң қилғини қораллиқ топилаңдур» дейилгәниди.

русийә дөләтлик террорлуққа қарши туруш комитетиму бу һәқтә байанат елан қилип, пригоҗинниң сөзлириниң тоғра әмәсликини әскәрткән вә «федератсийә бихәтәрлик идариси қораллиқ топилаң чақириқи елан қилғанлар үстидин җинайи ишлар әрзнамиси сунди. биз бу қанунсиз һәрикәтләргә дәрһал хатимә берилишини тәләп қилимиз»  дегәнләрни қәйт қилғаниди.

киризис сәвәбидин русийәниң украина чеграсиға йеқин районлирида бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилгәнлики, йевгений пригоҗин башчилиқидики вагнер гурупписиниң ростоф-на донудики русийә җәнуб һәрбий район қоманданлиқ мәркизини қоршивалғанлиқи уқтурулғаниди.

пригоҗин өзлириниң ростовдики һәрбий айродурумни өз ичигә алған һәрбий орунларниң контроллуқини қоллириға алғанлиқлирини билдүргәниди.

русийә федератсийә бихәтәрлик идариси вагнер әзалирини хаталиқ өткүзмәсликкә, пригоҗинниң җинайәт характеридики буйруқлириға бойсунмай, уни дәрһал назарәт астиға елишқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر