америкада қуллуққа хатимә бериш хатирә күни паалийәтлири өткүзүлди

америка қошма иштатлирида 1865 - йили 19 - ийун қуллуққа хатимә берилгән болуп, бу мунасивәт билән, федератип дәм елиш күни дәп елан қилинған җунтейин (19 - ийун), дөләтниң нурғун иштатлирида һәр хил паалийәтләр өткүзүлүп тәбрикләнди.

2001987
америкада қуллуққа хатимә бериш хатирә күни паалийәтлири өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики қара тәнликләргә қилинған зораванлиқ вә селинған зулумни әсләш даирисидә, һәптә ахири вә түнүгүн йәни 19 - ийун һәр хил паалийәтләр өткүзүлди.

америка пирезиденти җо байдин тәрипидин 2021 - йили федератсийә байрими дәп елан қилған 19 - ийун тәбрикләш паалийәтлири пайтәхт вашингтон, мариланд вә калифорнийә қатарлиқ нурғун иштатларда  асаслиқи көңүл ечиш паалийәтлири вә дала сәйлиси шәкилидә өткүзүлди.

африқа тамақлири тәқдим қилинған тәбрикләш паалийәтлиригә қатнашқан нурғун қара тәнлик америкалиқлар, африқа - америка мәдәнийитини әкс әттүридиған кийимләрни кийип, «африқа нахша -  музикилири» билән көңүл ачти.

сәнәт дунйасиниң қара тәнлик нахшичиси беонсе һәптә ахирида қатнашқан 19 - ийун паалийитидә шиона турини вә җулийа сарр - җамоис қатарлиқ даңлиқ қара тәнлик кийим лайиһәлигүчиләр тәййарлиған кийимләрни кийди.

хәлқниң 19 – ийун күнини тәбрикилигән байдин шәхсий адресидики учурида, 19 - ийун федератсийә байриминиң «символлуқ ишарәт»тин ибарәт әмәсликини, униң «қуллуққа охшаш чоң хаталиқни ипадиләш»тин дерәк беридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر