угандадики бир мәктәп һуҗумға учрап, 38 нәпири оқуғучи болуп 41 киши қаза қилди

уганданиң ғәрбий чеграсидики бир мәктәпкә қилинған терорлуқ һуҗумида 38 нәпири оқуғучи болуп, җәмий 41 адәм қаза қилди.

2000941
угандадики бир мәктәп һуҗумға учрап, 38 нәпири оқуғучи болуп 41 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «The Daily Monitor» гезити, демократик иттипақдаш күчләр намлиқ қозғилаңчи гуруппиниң оганданиң конго демократик җумһурийити билән чегрилинидиған мпондве районидики бир мәктәпкә һуҗум қилип, от қойувәткәнликини, һуҗум нәтиҗисидә мәктәпниң йатақ бинаси билән йемәклик искилатиниң көйүп күлгә айланғанлиқини хәвәр қилди.

мпондве – лхубириха райони әмәлдари селевест мапозе, мәктәптин 41 җәсәтниң чиқирилғанлиқини, буларниң 38 ниң оқуғучиларниң җәсәтлири икәнликини билдүрди.

оқуғучиларниң көйүп кетиш, етиветилиш вә пичақлиниш нәтиҗисидә һайатидин айрилғанлиқини билдүргән мапозе, етип өлтүрүлгән башқа үч кишиниң бириниң аманлиқ сақлиғучи, иккисиниң шу йәрлик аһалә икәнликини җәзмләштүрди.

уганда армийәси нурғун кишини тутқун қилип қачқан һуҗумчиларниң пейиға чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر