столтенберг украинаға берилидиған һәрбий йардәмләр вә униң нато әзалиқи тоғрисида тохталди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг украинаға қорал йәткүзүп бериш сүритини тезлитишниң муһимлиқини вә техиму көп йардәмләрниң йолда икәнликини ейтти.

2133666
столтенберг украинаға берилидиған һәрбий йардәмләр вә униң нато әзалиқи тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: йенс столтенберг украина пирезиденти володимир зеленский билән пайтәхт кийевда өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида, һәрбий йардәмләрниң кечикип кетишиниң уруш мәйданида «еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарғанлиқи»ға ишарәт қилип: «америка қошма иштатлири уда бир қанчә ай бойичә бир пилан үстидә келишим һасил қилалмиди. йавропадики иттипақдашларму биз вәдә қилған шәкилдә оқ дора билән тәминлийәлмиди» деди.

у һәр қандақ һәрбий йардәмниң кечикишиниң русийәниң алдинқи сәптә илгирилишидин дерәк беридиғанлиқини билдүрүп: «әмма, украинаниң ғәлибә қилиши үчүн һелиһәм кейин әмәс. техиму көп йардәм йолда» деди.

баш катип столтенберг қорал йәткүзүп бериш сүритини тезлитишниң муһимлиқини тәкитләп: «биз (қорал билән) тәминләшни кечиктүрүшимизниң һайат-маматлиқ мәсилиси икәнликини тонуп йетишимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

иттипақдаш дөләтләрниң украинаға һәрбий йардәмни ашурушқа қошулғанлиқини билдүргән баш катип йенс столтенберг, америка қошма иштатлириниң 60 милйард долларлиқтин артуқ йардими һәмдә әнглийә, германийә вә голландийәниң йеңи вәдилириниму қизғин қарши алидиғанлиқини вә башқа иттипақдаш дөләтләрниңму «йеқинда йеңи байанатларни елан қилиши»ни күтүватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

столтенберг «украинаниң орниниң нато икәнлики»ни оттуриға қойуп: «нөвәттики хизмәтлиримиз силәрни натоға әза болушниң қайтқили болмайдиған йолиға башлайду, шундақ қилип, вақти кәлгәндә, украина дәрһал нато әзаси болалайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر