русийә: әнглийәниң мудапиә ишлириға мәсул дипломати чеградин қоғлап чиқирилиду

русийә әнглийәниң москвадики әлчиханисиниң мудапиә ишлириға мәсул дипломатини чеградин қоғлап чиқиридиғанлиқини елан қилди.

2140744
русийә: әнглийәниң мудапиә ишлириға мәсул дипломати чеградин қоғлап чиқирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әнглийәниң москвада турушлуқ әлчиханиси вәкилиниң министирлиққа чақирилғанлиқи уқтурди.

әнглийә әмәлдарлириниң 8-майдики русийәгә қарши чиқарған қарари тәнқид қилинған байанатта: «русийәниң лондондики әлчиханисиниң мудапиә ишлириға мәсул дипломатиға қарши асассизла чиқирилған дүшмәнләрчә қарар сәвәбидин дипломатик вәкилгә күчлүк наразилиқ ултиматоми тапшурулди» дегән ибариләргә орун берилди.

бу қәдәмләрниң икки дөләт мунасивитигә «әслигә кәлтүргили болмайдиған зийанлар»ни салғанлиқи тәкитләнгән байанатта: «(әнглийә әлчиханиси) вәкилигә <бизниң бу қәдәмни рошән русийә дүшмәнликини арқа көрүнүш қилған сийасий мәқсәтлик һәрикәт> дәп қарайдиғанлиқимизни тәкитлидуқ>миз. әнглийә тәрәпниң 8-май русийәгә қарши елан қилған дүшмәнләрчә һәрикитигә қайтуридиған инкасимиз буниң билән ахирлашмайду. мәсилини улғайтишни башлиғанлар буниңдин кейинки өч елиш қәдәмлири һәққидә вақипландурулиду» дегән ибариләргә орун берилди.

әнглийә ташқи ишлар, ички ишлар вә мудапиә вәзирликлири 8-май бирләшмә байанат елан қилип, русийәниң <йаман нийәтлик истихбарат (дөләт бихәтәрлик) паалийәтлири билән шуғулланғанлиқини, бу сәвәбтин русийәниң мудапиә ишлириға мәсул дипломатиниң чеградин қоғлап чиқирилидиғанлиқини, русийәгә қарашлиқ бәзи мал-мүлүкләрниң дипломатик салаһийитиниң бикар қилинидиғанлиқини уқтурған һәмдә русийәниң дипломатик виза муддитигә чәклимә қойулидиғанлиқини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر