американиң бәш иштатида боран – чапқун апити йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң ички вә җәнубий районлиридики бәш иштатта кәм дегәндә 16 боран - чапқун апити йүз бәрди.

1985905
американиң бәш иштатида боран – чапқун апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләтлик метеорологийә идариси түнүгүн кәчтә луисана, колорадо, канзас, небраска вә оклахома иштатлирида кәм дегәндә 16 боран - чапқун апити йүз бәргәнликини уқтурди.

америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, боран - чапқун апәтлиридә һазирғичә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән, әмма бәзи олтурақ районлирида  өй – маканлар вә иш орунлири еғир зийанға учриған.

метеорологийә даирилири мәзкур иштатларда боран – чапқун, мөлдүр, қара йамғур вә кәлкүн қатарлиқ һаварайи һадисилириниң һәптә ахириғичә давамлишидиғанлиқи тоғрилиқ агаһландуруш чиқирип, пуқралардин зөрүр тәдбирләрни қоллинишни тәләп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر