америкада роза һейт тунҗи қетим рәсмий байрам елан қилинди

америка қошма иштатлирида бир шәһәрлик һөкүмәт тунҗи қетим роза һейтни рәсмий байрам елан қилди.

1977483
америкада роза һейт тунҗи қетим рәсмий байрам елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң мичиган иштатиниң деарборн шәһиридики мусулманлар роза һейтниң биринчи күнини рәсмий  байрам сүпитидә өткүзиду.

деарборн шәһәр башлиқи абдуллаһ һәммуд америка таратқулириға бәргән байанатида, мундақ деди: «америка тарихида тунҗи қетим бир шәһәрлик һөкүмәт роза һейтни рәсмий байрам елан қилди. бу сизниң етиқадиңизниңму башқилар етиқадларға охшаш рәсмий етирап қилиниши һесаблиниду. мениңчә бу наһайити зор әһмийәткә игә.»

2021-йили сайлинип, деарборн шәһириниң тунҗи мусулман шәһәр башлиқи болған ливанлиқ һәммуд мусулманларниң бу һейтта тунҗи қетим «өзлири туғулуп чоң болған бу шәһәрниң бир қисми икәнликини һес қилидиғанлиқини» тәкитлиди.

бу қарарға асасән, америка қошма иштатлири тарихида тунҗи қетим бир шәһәрлик һөкүмәтниң  барлиқ хизмәтчи – хадимлириниң роза һейтниң биринчи күни маашлиқ дәм елиш һоқуқидин бәһримән болидиғанлиқи, 21 – апрел җүмә күни сот мәһкимилири вә күтүпханилар қатарлиқ һөкүмәт органлириниңму тақилидиғанлиқи байан қилинди.

буниңдин башқа йәнә, роза һейтниң иккинчи күни, деарборн шәһәрлик һөкүмитиниң һимайисидә һәқсиз роза һейт фестивали өткүзүлидиғанлиқи уқтурулди.

 

игилинишичә, деарборн америка қошма иштатлиридики мусулманлар әң көп олтурақлашқан шәһәр болуп, 110 миң әтрапидики нопусиниң йеримини әрәбләр тәшкил қилидикән.

роза һейт америка қошма иштатлирида йилсери техиму кәң даиридә қобул қилинмақта икән.

нйу йорк вә нйу җерсий қатарлиқ мусулманлар зич олтурақлашқан бәзи иштатларда роза һейтниң биринчи күни мәктәпләр тақилидикән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нйу йорктики баш оргиниму йеқиндин буйан роза һейтниң биринчи күни тақалмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر