афғанистанға қошна дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини чақирилди

өзбекистан, таҗикистан, иран, хитай, пакистан вә русийә афғанистанниң иқтисадини тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик ортақ механизмниң шәкилләндүрүлүши мәсилисидә келишим һасил қилди.

1974920
афғанистанға қошна дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан ташқи ишлар министир вәкили бәхтийар сәидовниң саһибханлиқида чқирилған афғанистанға қошна дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға, хитай ташқи ишлар министири чин гаң, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан, таҗикистан ташқи ишлар министири сирақиддин муһриддин, пакистан ташқи ишларға мәсул дөләт министири хина раббани хар вә түркмәнистан муавин ташқи ишлар министири вәпа һаҗийев қатарлиқлар қатнашти.

өзбекистан ташқи ишлар министирлиқиниң йиғин хуласиси тоғрисидики йазма байанатида билдүрүлишичә, министирлар афғанистан иқтисадини тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик ортақ механизмни шәкилләндүрүш мәсилиси бойичә келишим һасил қилған.

хәлқара террорлуққа қарши туруш, зәһәрлик чекимлик ​​йасаш вә әткәсчиликкә қарши туруш күришини тәпсилий музакирә қилған министирлар, афғанистандики мәвҗут әһвал, һәммигә қучақ ачқан һөкүмәт қуруш, айалларниң хизмәт қилиш вә оқуш имканийәтлири билән  аз санлиқ милләтләрниң миллий һоқуқини қоғдаш қатарлиқ дунйа җамаити тәлипиниң йеңи һөкүмәт тәрипидин йолға қойулушиға мунасивәтлик мәсилиләрни тәпсилий көздин кәчүрди. министирлар афғанистанниң йошурун күчидин толуқ пайдилинишниң оттура вә җәнубий асийа оттурисидики районлар ара мунасивәтниң йәниму тәрәққий қилишидики асаслиқ амил икәнликини көрсәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر