муһәммәд бин сәлман билән абдулфәттаһ сиси җиддәдә көрүшти

мисир пирезиденти абдулфәттаһ сиси сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән көрүшти.

1968931
муһәммәд бин сәлман билән абдулфәттаһ сиси җиддәдә көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий ахбарат агентлиқи — SPA, бин сәлман билән сисиниң сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә көрүшүп, һәмкарлиқни күчәйтиш вә уни һәрқайси саһәләр бойичә тәрәққий қилдуруш мәсилисини музакирә қилғанлиқини, униңдин башқа район вә хәлқаралиқ өзгиришләр, ташлиниватқан қәдәмләрниң вә уларниң ичидә ортақ әһмийәткә игә мәсилиләрни музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, йиғинға сәуди әрәбистан дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси мусаид бин муһәммәд әлайбан билән дөләт ишлири министири исам бин сәд бин сәийд, мисир тәрәптин мисир истихбарат (дөләт бихәтәрлик) идариси башлиқи абас камил қатарлиқларму қатнашқан.

SPA, җиддәдики учришиштин кейин, мисир пирезиденти абдулфаттаһ сисиниң сәуди әрәбистандин айрилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر