әбу суфйан: роһингийа мусулманлири турушлуқ лагердики от апити؛ пиланлиқ бузғунчилиқ

баңладишниң кокис базар шәһиридики роһингийа мусулманлири турушлуқ лагерда 5 – мартта йүз бәргән от апитиниң «пиланлиқ бузғунчилиқ һәрикити» икәнлики елан қилинди.

1958653
әбу суфйан: роһингийа мусулманлири турушлуқ лагердики от апити؛ пиланлиқ бузғунчилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: 2017 - йили бирмадики қирғинчилиқтин қачқан 1 милйондин артуқ роһингийа мусулманлириға  саһибханлиқ қиливатқан баңладиштики кокис базар шәһири 11 - лагер (балухали лагери) да 5 – мартта йүз бәргән от апитиниң «пиланлиқ бузғунчилиқ һәрикити» икәнлики елан қилинди.

йәттә кишилик тәкшүрүш һәйитиниң рәиси шундақла районлуқ һөкүмәтниң йуқири дәриҗилик әмәлдари әбу суфйан мәтбуатларға бәргән байанатида: «бу от апити пиланлиқ бузғунчилиқ һәрикити иди» деди һәмдә охшаш бирла вақитта, бир қанчилиған йәргә от кәткәнликиниң ениқланғанлиқини вә буниң пиланлиқ һәрикәт икәнликини ейтти.

әбу суфйан доклатниң тәййарлинишида, 150 шаһитниң гуваһлиқиниң асас қилинғанлиқини билдүрүп, от апитиниң гуруппиларниң лагерда үстүнлүк һасил қилиш урунишиға четишлиқ қәстән чиқирилған вәқә икәнликини билдүрди.

балухали лагерида 5 – мартта йүз бәргән от апитидә, 2800 гә йеқин өйдин башқа йәнә, дохтурхана вә тәрбийиләш мәркәрлири қатарлиқ 90 дин артуқ муәссисәләрму көйүп күл болған, 12 миңдин артуқ киши өй-макансиз қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر