йәмәндә 3 қәвәтлик бина өрүлүп чүшүп, тоққуз киши өлди

йәмәнниң әлбәйда наһийәсигә қарашлиқ даҗра йезисида үч қәвәтлик бина өрүлүп чүшүп, тоққуз киши өлди, сәккиз киши йариланди.

1923435
йәмәндә 3 қәвәтлик бина өрүлүп чүшүп, тоққуз киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар җенидин айрилғанлар арисида, нәқ мәйданға берип йариланғанларни харабиликтин чиқармақчи болған үч җиддий қутқузуш хадиминиңму барлиқини, җенидин айрилған башқа алтә кишиниң һәммисиниң бираилидин икәнликини билдүрди.

мәсуллар 12 кишиниң харабиликтин сақ- саламәт чиқирилғанлиқини елан қилди.

бинаниң немә үчүн өрүлүп чүшкәнлики техичә намәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر