йавропа иттипақи вә нато биналириниң чирағлири өчүрүлди

йавропа иттипақи вә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато биналириниң чирағлири, русийә ачқан урушта ул- әслиһәлири бузғунчилиққа учрап қараңғуда қалған украина хәлқи билән һәмнәпәс икәнликини ипадиләш мәқситидә өчүрүлди.

1922306
йавропа иттипақи вә нато биналириниң чирағлири өчүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселдики йавропа иттипақи комитети, йавропа иттипақи кеңиши вә йавропа парламенти қатарлиқ йавропа иттипақи органлиридин башқа, нато мәркизидиму чирағлар өчүрүлди.

йавропа иттипақи комитети байанат елан қилип: «русийә 10 милйон украиналиқни соғуқ вә қараңғулуқта қалдурди» дейилди.

йавропа иттипақиниң ток үзүлүп қелиш әһваллириға дучар болуатқан украинани йүзләрчә генератор әвәтиш арқилиқ қоллиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, украинани генераторлар билән тәминләш сәпәрвәрликиниңму қоллап – қуввәтләнгәнлики билдүрүлди.

йавропа комитети рәиси урсула фон дер лейенму русийәниң украинани қараңғулуқта қалдуруп қойуш үчүн, ул- әслиһәлиригә һуҗум қилғанлиқини тилға елип, өзлириниң украина пирезиденти володимир зеленскийниң һәмкарлиқ чақириқиға аваз қошқанлиқлирини билдүрди.

натониң бу һәқтики байанатида, украинадики дохтурханиларни генератор билән тәминләш вә дунйаниң диққитини бу дөләткә җәлп қилиш тәшәббусини қоллайдиғанлиқи қәйт қилинди.

ул- әслиһәлири русийәниң һуҗумлирида вәйранчилиққа учриған украина хәлқиниң интайин қийин шараитта йашаватқанлиқи әскәртилгән байанатта, нато иттипақдашлириниң украинаниң електир йоллирини ремонт қилиш үчүн керәклик материйал, қишлиқ кийим-кечәк, йеқилғу вә генератор қатарлиқ һәр хил йардәмләрни қилғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر