твиттерда истепа бериш долқуни көтүрүлди

иҗтимаий алақә суписи тивиттерниң йеңи хоҗайини елон маскниң хизмәтчилирини техиму узун вақит хизмәт қилишқа тәййарлиқ қилиш йаки истипа бериш чақириқидин кейин, нурғун киши истипа бәрди.

1908230
твиттерда истепа бериш долқуни көтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бу өзгириштин кейин, тивиттер барлиқ ишханилирини вақитлиқ тақиди؛ хизмәтчиләргә әвәтилгән електронлуқ мәктупта, уларниң дүшәнбә күни хизмәткә қайтиши тәләп қилинди. хизмәтчиләр, ширкәтниң ички учурлирини иҗтимаий таратқуларда ортақлашмаслиқ һәққидә агаһландурулди.

дунйадики әң бай киши елон маск, твиттерни 44 милйард долларға сетивелип, ширкәтниң 7500 хизмәтчисиниң йеримиға йеқинини иштин бошатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر