антонийо гутеррес бирмадики роһинга мусулманлири үстидә мәхсус тохталди

б д т байанатчиси стефан дуҗарикниң байанатиға асасланғанда, гутеррес бирмада роһинга мусулманлирини кәң көләмлик тазилаш һәрикити башланған 2017-йили  24 – авғуст хатирә күни үстидә мәхсус тохталған.

1872188
антонийо гутеррес бирмадики роһинга мусулманлири үстидә мәхсус тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес бирмада 2021-йили 1 - февралда сайланған һөкүмәтни ағдуруп ташлиған һәрбий һөкүмәтни дөләттики сийасий киризисни һәл қилиш үчүн роһинга мусулманлириниму қатнаштурушқа чақириқ қилди.

антонийо гутеррес буддистларниң нопуси зич болған бирмада роһинга мусулманлириниң кәң көләмлик айримчилиққа учраватқанлиқини әскәртти.

у һәрбий өзгириштин кейин бирмадакишилик һоқуқ вә бихәтәрлик вәзийитиниң начарлашқанлиқини билдүрүп,  роһинга мусулманлириниң бирма киризисини һәл қилишниң айрилмас тәбиий бир қисми болуши керәкликини тәкитлиди.  

у йәнә: «хәлқара җәмийәтниң киризисни әтраплиқ, пухта вә кәң даирилик һәл қилиш чариси тепиш үстидә издиниватқанлиқи интайин муһим» деди..



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر