йәмән армийәси: һусийларниң һуҗумлирида 13 әскәр өлди

йәмән армийәси иран қоллаватқан һусийларниң уруш тохтитиш келишимигә хилап һуҗумлири нәтиҗисидә 13 әскәрниң һайатидин айрилғанлиқини җакарлиди.

1870291
йәмән армийәси: һусийларниң һуҗумлирида 13 әскәр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, һусийлар, йеқинқи 5 күн ичидә һудәйдә, дали, таиз, сада, җәвф вә мәғриб вилайәтлиридики алдинқи сәп линийәлиридә уруш тохтитиш келишимигә 467 қетим хилаплиқ қилиш билән әйибләнди.

байанатта, һусийларниң бу районларда елип барған һуҗумлири нәтиҗисидә 13 әскәрниң һайатидин айрилғанлиқи вә 27 әскәрниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

һусийлар тәрипидин бу һәқтә һечқандақ байанат елан  қилинмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر