йапонийә русийәгә ембарго йүргүзидиғанлиқини елан қилди

йапонийә русийәниң украинаниң шәрқидики русийәпәрәст бөлгүнчиләрниң аталмиш һөкүмәтлирини етирап қилишиға қарши бир қатар ембарголарни йүргүзүшни қарар қилди.

1783459
йапонийә русийәгә ембарго йүргүзидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумийо ахбарат елан қилиш йиғинида, аталмиш районларниң рәсмий мәсуллириға виза берилмәйдиғанлиқини вә бу кишиләрниң мал-мүлүклириниң тоңлитилидиғанлиқини елан қилди.

у йәнә, мәзкур районларға қарита импорт вә експортниң тохтитилидиғанлиқини, шундақла йапонийәдә русийәниң зайом содилириниңму чәклинидиғанлиқини әскәртти.

у «украинаниң земин пүтүнлүкигә вә хәлқаралиқ қанунға хилап һәрикәтлири» ни әйибләйдиғанлиқлирини билдүрүп: «русийәни дипломатик йоллар билән мәсилиләрни һәл қилидиған тиришчанлиқларға қайтишқа чақиримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر