русийә беларусийә билән 20 дин артуқ маневир өткүзиду

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу беларусийә билән бу йил (2022) 20 дин артуқ һәрбий маневир өткүзүлидиғанлиқини ейтти.

1773064
русийә беларусийә билән 20 дин артуқ маневир өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийә пирезиденти александир лукашенко билән пайтәхт минскта көрүшкән русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу, русийә-беларусийә бирләшмә һәрбий маневирлири тоғрисида байанат елан қилди.

у беларусийә билән 10-20-февралда «2022-иттипақдашлиқ қәтий ирадиси» бирләшмә һәрбий маневирлирини өткүзидиғанлиқлирини билдүрүп, русийәниң шәрқидин беларусийәәә һәрбий қисимлар вә қорал-йарағларниң әвәтилгәнликини әскәртти.

у кейинки күнләрдә «2022-шәрқ» маневириниңму өткүзидиғанлиқини билдүрүп: «бу йил 20 дин артуқ бирләшмә маневиримиз бар» деди.

беларусийә пирезиденти лукашенко мәзкур маневирлар арқилиқ украина билән чеграни күчәйтишни нишан қилғанлиқлирини билдүрүп: «вәзийәт кәскинлишиватиду, җаваб бериштә қийниливатимиз» деди.

у русийәниң маневирлар үчүн әвәткән һәрбий қорал-йарағларни сетивелишни пилан қилғанлиқлирини әскәртип: «бу нато вә украинаниң һәрикәтлиригә мунасивәтлик һалда иттипақдаш дөлитимиз үчүн интайин муһим» деди.

беларусийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида көрситилишичә, русийәниң һәрбий маневирлар үчүн әвәткән «S-400» һава қалқан системилири беларусийәгә йәткүзүлгән болуп, брест райониға җайлашқан полигондики маневирларға қатнаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر