ласса қизитмиси нигерийәгә тәсир көрситишкә башлиди

нигерийәдә ласса қизитмиси вабасида җенидин айрилғанлар сани 32 гә чиқти.

1770719
ласса қизитмиси нигерийәгә тәсир көрситишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизиниң йазма байанатида, ваба сәвәбидин йеқинқи икки күндә йәнә алтә киши җенидин айрилған. буниң билән, 3-йанвар (2022) дин тартип ласса қизитмиси вабасида җенидин айрилғанлар сани 32 гә чиққан. бу вақитта, пайтәхт абуҗадин башқа 11 иштатта вабаға мунасивәтлик 170 вқә көрүлгән.

һәр йили қурғақчилиқ мәзгил башлинидиған нойабир вә май айлирида көпийидиған ласса қизитмиси вабасида, өткән йили (2021) 674 вәқә байқалған болуп, 102 киши җенидин айрилған иди.

нигерийә һөкүмити 2019-йили 23-йанвар ласса қизитмиси вабаси сәвәбидин җиддий һаләт елан қилған иди.

чашқан майиқидин йуқидиған кесәллик, адәмдин адәмгә йуқиду вә өлүм кәлтүрүп чиқиридиған қанашқа сәвәб болиду.

мәсул даириләр, хәлқни дизинфексийәгә диққәт қилишқа, чашқан вә башқа һайванлар билән учрашмаслиқ тоғрисида агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر