йәмәндә хусийларға тәвә баллистик башқурулидиған бомба сехлири пачақлап ташланди

йәмәндә хусийларниң контроллуқидики пайтәхт санада баллистик башқурулидиған бомба сехлири вә амбарлириниң һава һуҗуми арқилиқ пачақлап ташланғанлиқи елан қилинди.

1740702
йәмәндә хусийларға тәвә баллистик башқурулидиған бомба сехлири пачақлап ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң рәсмий хәвәр агентлиқи SPA йәмәндә һөкүмәт қисимлирини қоллаватқан әрәб бирләшмә армийәсиниң мәсилигә мунасивәтлик байанатини елан қилди.

байанатта, сана айродорумиға тәвә  дуләйми һава армийә базисидики баллистик башқурулидиған бомба қураштуруш сехлири вә пайтәхттики йәнә башқа бир амбарниңму пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлди.

әрәб бирләшмә армийәси пайтәхт санада иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлири мутәхәссислиригә тәвә бир мәхпий районниңму вәйран қилинғанлиқини билдүрди.

хусийларға тәвә әл-масира қанили  болса, әрәб бирләшмә армийәси айропиланлириниң сана айродорумиға үч қетим һава һуҗуми қилғанлиқини елан қилди.

узундин буйан сийасий муқимсизлиқ әвҗ алған йәмәндә, хусийларни иран қоллаватқан болуп, 2014-йили синтәбирдин буйан пайтәхт сана вә бир қисим районлар хусийларниң контроллуқи астида турмақта.

сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар 2015-йили марттин буйан хусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر