талибан дунйа дөләтлирини афғанистанниң ички ишлириға арилашмаслиққа чақирди

афғанистандики вақитлиқ талибан һөкүмитиниң «мувәққәт ташқи ишлар министири» әмирхан муттәқи дунйа дөләтлирини афғанистанниң ички ишлириға арилашмаслиққа чақирди.

1718271
талибан дунйа дөләтлирини афғанистанниң ички ишлириға арилашмаслиққа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: муттәқи қатардики аспирантлар тәтқиқат институти қармиқидики тоқунуш тәтқиқати вә инсанпәрвәрлик һәрикәт мәркизи тәрипидин уйуштурулған йиғинда сөз қилип: «биз һечкимниң ички ишлириға арилашмаймиз, башқиларниңму шундақ қилишини үмид қилимиз. башқа дөләтләрниң афғанистанға таңидиған нәрсилири һечқандақ пайда елип кәлмәйду» деди.

муттәқи һечқандақ дөләтни арилаштурмастин мустәқил һөкүмәт қурғанлиқлирини вә афғанистанниң йеңи һөкүмәтниң сайисида тинчлиқ муһитиға еришкәнликини билдүрүп, барлиқ дөләтләр билән тәңпуң, қошна дөләтләр билән йахши мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

у, талибанниң йавропа иттипақи биләнму йахши мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқиға ишарәт қилип, афғанистанлиқ көчмәнләрниң йавропаға йүк болушини халимайдиғанлиқлирини, буниң һечкимгә пайдиси йоқлуқини оттуриға қойди.

муттәқи афғанистанниң әрәб вә парс қолтуқи дөләтлири биләнму алаһидә мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини билдүрүп: «афғанистан хәлқи ислам дунйасиниң муһим тәркибий қисми, йеңи дәврдә әрәб вә ислам дөләтлири билән (аримизға) көврүк селишимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

муттәқи, өткән йилларда афғанистандики һәр қайси тәрәпләрниң сөһбәтлиригә саһибханлиқ қилған қатарға рәһмәт ейтти вә 9-10-өктәбир күнлири америка тәрәп билән доһада өткүзүлгән сөһбәткә «иҗабий» баһа бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر