косово баш министири албин курти болди

косовониң «өзүң қарар чиқарғин һәрикити» ниң рәһбири албин курти парламентта өткүзүлгән авазға қойушта тәстиқтин өткәндин кейин дөләтниң йеңи баш министири болди.

1606566
косово баш министири албин курти болди

түркийә авази радийоси хәвири: косовода 14 – феврал муддәттин бурун  өткүзүлгән  сайламда ғәлибә қилған «өзүң қарар чиқарғин һәрикити» ниң рәһбири албин курти рәһбәрликидә қурулған һөкүмәт, 120 әзаси бар косово парламентида 67 парламент әзасиниң қоллап аваз бериши билән тәстиқтин өтти.

баш министир курти, парламентта сөзлигән нутиқида, косовониң йавропа иттипақидин башқа таллаш йолиниң йоқлуқини тәкитләп, косово билән сербийә оттурисидики дийалог басқучида әң муһим күнтәртипниң, из - дерәксиз йоқап кәткән кишиләрни сүрүштә қилиш болидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, қиммәт өлчәмлири вә нишанлири охшаш болғанлиқи үчүн, шималий атлантик әһди тәшкилати билән йавропа иттипақиниң бир парчиси болуш йолида һармай – талмай хизмәт ишләйдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «йавропа иттипақи билән бир гәвдилишишкә елип баридиған йол дуел елан қилғучи йол болуши мумкин, бирақ, косовониң буниңдин башқа таллаш йоли йоқтур.»

йәнә бир тәрәптин, әтигән тәрәпләрдә өткүзүлгән тунҗи омумий кеңәш йиғинида парламент башлиқлиқиға сайланған глак конҗуфка, асасий қанунға асасән пирезидент вәкиллики  вәзиписини үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر