иран русийәгә ултиматом тапшурди

иран «парс қолтуқи» дегән аталғуниң орниға «әрәб қолтуқи» дегән аталғуни ишләткәнлики үчүн русийәгә ултиматом тапшурди.

1579204
иран русийәгә ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи — ирнаниң хәвиригә қариғанда, ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәид хатибзадә, «әрәб қолтуқи» ибарисини ишләткәнлики сәвәбидин иранниң москвадики әлчиханиси арқилиқ русийә ташқи ишлар министирлиқиға ултиматом тапшурулғанлиқини билдүргән.

русийә ташқи ишлар министирлиқи тивиттер адресида елан қилған әрәб тилидики учурида «әрәб қолтуқи» ибарисини ишләткәниди.

түркийәдә «парс қолтуқи» дәп атилидиған районни иран «парс қолтуқи», әрәб дөләтлири болса «әрәб қолтуқи» дәп атайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر