җәнубий корейәдә самсуң гуруһиниң рәиси вә вариси 2.5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди

җәнубий корейә сеул алий сот мәһкимиси самсуң гуруһиниң рәиси вә вариси ле җәййоңни 2015 - йили  самсуңниң талаш-тартишлиқ 2 тармиқини бирләштүрүштә қанунға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн икки  йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

1565747
җәнубий корейәдә самсуң гуруһиниң рәиси вә вариси 2.5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейәдә самсуң гуруһиниң талаш-тартишлиқ 2 тармиқини бирләштүрүштә чириклик барлиқиға алақидар дело нәтиҗиләнди.

җәнубий корейә сеул алий сот мәһкимиси самсуң гуруһиниң муавин башлиқи ле җәййоңға 2.5 йиллиқ қамақ җазаси бәрди.

ле сабиқ пирезидент парк гйунхайниң вәзиписин елип ташлинишиға йол ачқан парихорлуқ сәтчилики даирисидә сотланмақта иди.

ле сабиқ пирезидент парк гйунхайниң йеқин дости чой сил башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан аммиви тәшкилатлар арқилиқ  «ианә» баһаниси астида һөкүмәт әзалириға пара бериш билән әйипләнгән иди.

җәнубий корейә алий сот мәһкимиси сабиқ пирезидент парк гйунхайға парихорлуқ, һоқуқини сүйиистемал қилиш вә башқа җинайәтләр билән 22 йиллиқ қамақ җазаси беришни тәстиқлиған иди.

җәнубий корейәниң тунҗи консерватип айал рәһбири 2017 - йили чириклик вә парихорлуқ җинайити билән әйиблинип, вәзиписидин елип ташланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر