йавропа иттипақи қутқузуш лайиһәси үстидә бирликкә келәлмиди

йавропа иттипақиға әза дөләт рәһбәрлири 2021-йилдин 2027-йилғичә болған хамчот вә 1 милйард 800 милйон йавро хамчот вә вухән вируси(Kovid-19) ниң иқтисадий ақивитигә қарши тәййарланған қутқузуш пирограммисида ортақ тонуш һасил қилалмиди.

1531187
йавропа иттипақи қутқузуш лайиһәси үстидә бирликкә келәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңишиниң рәиси чарлез мишел(Charles Michel ) вә йавропа иттипақи комитетиниң рәиси урсула вон дер лейен (Ursula von der Leyen) йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң рәһбәрлири син йиғини ахирлашқандин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

чарлез мишел венгирийә билән полша йавропа иттипақиниң мәблиғини вә қутқузуш пиланини қанун билән идарә қилидиған механизм сәвәбидин рәт қилғандин кейин, әза дөләтләрниң бирликтә һәрикәт қилиши керәкликини, қутқузуш пиланиниң йавропа иқтисадиниң әслигә келишидә интайин муһимлиқини ейтти.

у: « әза дөләтләрниң мутләқ көп қисми үстәлдә келишимни мақуллиған болсиму, бәзилири қоллимайдиғанлиқини билдүрди. биз көпчилик қобул қилалайдиған һәл қилиш чарисини тепиш үчүн давамлиқ тиришимиз» деди.

мишел өзиниң хамчот вә қутқузуш пирограммисида «қанун билән идарә қилиш механизми» тоғрисида икки тәрәп сөһбәтлирини өткүзидиғанлиқлирини чүшәндүрүп, вәзийәтниң интайин еғир икәнликини, әмма кәлгүси күнләрдә күчәп ишләш арқилиқ илгириләшни нишан қилғанлиқлирини оттуриға қойди.

вон дер лейен йиғинда кәлгүси хамчот, қутқузуш пирограммиси вә қанун билән башқуруш механизминиң музакирә қилинғанлиқини хатириләтти.

 у: «биз қутқузуш лайиһәсиниң һәммисигә моһтаҗ, йавропа кеңиши вә йавропа парламенти буниңға қошулди, биз бу җәһәттә алға илгирилишимиз керәк» деди.

вон дер лейен йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси германийәниң мәсилини һәл қилиш үчүн учришишлар елип бериватқанлиқини чүшәндүрүп, амма вә ширкәтләрниң йуқум сәвәбидин җиддий иқтисадий йардәмни үмид қиливатқанлиқини ейтти. у мундақ деди:

 

«әмди биз сөһбәтлишиш арқилиқ һәл қилиш чариси тепишқа тиришимиз. йавропа нурғун һалқилиқ әһвалларда һәл қилиш чариси тапти вә илгирилиди. йиғинда йуқумға қарши туруш вә ваксина қатарлиқ мәсилиләрму музакирә қилинди. әгәр һәммә ишлар оңушлуқ болса, йавропа дора агентлиқи декабир ейиниң иккинчи йеримида бийонтек вә модерна ваксиниси үчүн шәртлик сетиш иҗазәтнамиси бериши мумкин» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر