пакистан җамму кәшмирни өз чигә алған йеңи бир хәритини елан қилди

пакистан баш министири имран хан, җамму кәшмирни өз ичигә алған йеңи бир хәритини елан қилди.

1467462
пакистан җамму кәшмирни өз чигә алған йеңи бир хәритини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, имран хан, җамму кәшмир райониниң аптономийәлик салаһийитиниң бикар қилинғиниға бир йил тошушқа бир күн қалғанда мәзкур хәритини елан қилип районни пакистан земини дәп көрсәткән.

имран хан тәрипидин елан қилинған хәритидә район «қанунсиз һалда ишғал қилинивелинған җамму кәшмир» дәп аталди.

мәзкур йеңи хәритиниң пакистан ички кабинити, өктичи партийәләр вә кәшмир рәһбәрлириниң мақуллуқидин өткәнликини тәкитлигән имран хан, буниң дөләткә нисбәтән тарихий бир күн икәнликини әскәртти.

у, җамму кәшмир райониниң пакистанниң бир парчиси болидиғанлиқини тилға елип, бу хәритиниң бу йолниң тунҗи қәдими икәнликини қәйт қилди.

һиндистан 2019 – йили 5 – авғустта асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш арқилиқ җамму кәшмир райониниң аптономийәлик салаһийитини бикар қилип, өлкилик һөкүмәтни тарқитиветип, районни мәркәзгә қарашлиқ икки айрим районға айривәткәниди.

қарардин кейин һиндистан хәвпсизлик күчлири җамму кәшмир районида аманлиқни сақлаш хизмәтлирини күчәйтип, хәлқниң үстидики бесимни еғирлаштурған, кочиға чиқиш чәклимиси билән бирликтә интернет, телефон вә қатнаш чәклимилирини йолға қойған, райондики йәрлик партийәләрниң рәһбәрлири вә әзалирини назарәт астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر