нетанйаһу уруш тохтитиш вә ғәззәдин чекинишни рәт қилғанлиқини елан қилди

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу 8 айдин буйан давамлаштуруватқан урушни ахирлаштурушни вә ғәззәдин чекинишни рәт қилғанлиқини елан қилди.

2144516
нетанйаһу уруш тохтитиш вә ғәззәдин чекинишни рәт қилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә дөләт телевизийә қанилиниң хәвиригә асасланғанда, уруш кабинетиниң «һамас билән мәһбусларни алмаштуруш келишими түзүш вә ғәззәдики урушниң давамлишиши» һәққидә елип берилған йиғиндин илгири, бенйамин нетанйаһу урушни ахирлаштурушқа қарши туридиғанлиқини билдүргән.

исраилийә һамас билән әсир алмаштуруш вә уруш тохтитиш сөһбитиниң бу һәптә қайта башлинидиғанлиқини 25-май (2024) да елан қилған болуп, әмма һамас мурәссәчиләрдин бу һәқтә һечқандақ учур кәлмигәнликини уқтурған иди.

нетанийаһуни дөләт ичи вә хәлқара җамаәтчилик «һамас билән әсир алмаштуруш келишимини сийасий сәвәбләрдинла түзмигән»  дәп әйибләп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر