вирусни йоқутуш иқтидариға игә маска ишләпчиқирилди

португалийәдә бир қисим академиклар, илим-пән мәркәзлири вә ширкәтләрниң һәмкарлиқида, йеңи типтики таҗисиман вирус ковид-19 ни йуқутидиған маска ишләпчиқирилғанлиқи илгири сүрүлди.

1461886
вирусни йоқутуш иқтидариға игә маска ишләпчиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: лизбондики җов лобо антонис молекула теббий институтиниң ахбаратчиларға бәргән байанатида, «<MOxATech> дәп атилидиған вә апрел ейидин бери базарда сетиливатқан бу масканиң бир йүрүш синақлардин кейин ковид-19 вирусини нейтраллаштуруш иқтидариға игә икәнлики оттуриға чиқти» дейилди.

байанатта, маскада ишлитилгән тоқумичилиқ материйали вә қоғдаш үскүнилиригә вирус йеқинлашқан һаман вирусни нейтраллаштуруш иқтидариға игә икәнликини анализ вә синақлардин кейин техи йеңи байқиғанлиқи тәкитләнди.

 

институт хадими шундақла синақларға йетәкчилик қилғучи вирусшунас педро симас бу һәқтә тохтилип, «маскада ишлитилгән рәхт билән мәлум миқдардики вирус учраштурулуп, муәййән вақит ичидә вирусниң нейтраллаштурулғанилиқини тәҗрибә қилдуқ. бу маска 50 қетим вирус билән йеқинлаштурулғандин кейинму сарс вә ковид -19 вирусини нейтраллаштурушни давамлаштурди. вирусниң маска билән учрушуп бир саәт кейинла  %99 тәсирини йоқатқанлиқини көрдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر