әлқассам биригадалири исраилийә қисимлириға зәрбә беришни давамлаштурмақта

пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң һәрбий қанити иззәддин әлқассам биригадалири ғәззәдики тоқунушта нурғун исраилийә әскирини уҗуқтурғанлиқини вә һәрбий аптомобилларни пачақлап ташлиғанлиқини елан қилди.

2141619
әлқассам биригадалири исраилийә қисимлириға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: қассам биригадасиниң телеграмма адресидики йазма байанатида, ислам җиһад һәрикитиниң һәрбий қанити қуддус әтрәтлири билән бирликтә, ғәззәниң шималидики җибалийә панаһланғучилар лагерида турушлуқ исраилийә әскәрлиригә ортақ һуҗум қилғанлиқини билдүрди.   пәләстинлик чәңчиләрниң җибалийә лагеридики шәһид имад ақл җамәсиниң  арқисиға җайлашқан исраилийә әскәрлири билән тоқунушқанлиқи вә исраилийә әскәрлири арисидаҗенидин айрилған вә йариланғанларниң көплүки уқтурулди.

әл-албани кочисидики тоқунушта, исраилийә әскәрлириниң уҗуқтурулғанлиқи вә әл- әҗаримә кочисида болса, исраилийә армийәсиниң «меркава» типлиқ танкисиниң пачақлап ташланғанлиқи әскәртилди.

әлқассам биригадаси җибалийә панаһланғучиларлагериниң шәрқидә исраилийә армийәсиниң икки танкисиниң пачақланғанлиқини вә җибалийә лагериниң шималида болса, исраилийә қисимлириниң «йасин -105» ракетаси билән һуҗум нишани қилинғанлиқини көрситидиған көрүнүшләрни һәмбәһрлиди.

ғәззә шәһириниң тел әл-һәва райониниң җәнубидики нәтзарим каридорида, бир исраилийә әскириниң пәләстинлик мәргән тәрипидин уҗуқтурулғанлиқи вә исраилийәниң җәнубидики сдерот шәһиригиму ракетамийот һуҗуми қилинғнлиқи билдүрүлди.

ғәззә райониниң җәнубидики рәфаһ шәһиридә болса, рәфаһ чегра еғизидики исраилийә әскәрлиригә минамйот һуҗуми қилинғанлиқи уқтурулди. рәфаһниң шәрқидиму исраилийә армийәсиниң аптомобиллириниң һуҗумға учриғанлиқиға даир мәлумат берилди.  

исраилийә армийәси 6-май (2024) дики байанатида, рәфаһниң шәрқидики бәзи мәһәллиләрниң мәҗбурий бошитилишини тәләп қилған вә 7- май әтигәндә ғәззәниң рәфаһ райониға қуруқлуқ һуҗуми башлиған болуп, мисир билән болған чегра еғизиниң ғәззә тәрипини ишғал қилғанлиқлирини җакарлиған иди.

исраилийә қисимлири ишғал қилған район, мисир чеграсидики рәфаһ чегра еғизи қатарлиқларни өз ичигә алиду, бу ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүшниң асаслиқ нуқтиси вә ғәззә районидики пәләстинликләрниң чәт әлгә чиқишдики бирдинбир өтүш еғизи иди.

исраилийәниң 7 - өктәбир (2023) дин буйан ғәззә райониға қиливатқан вәһшийанә һуҗумлирида, кәм дегәндә 15 миң 103 кичк бала вә 9 миң 849 айални қошқанда, җәмий 35 миң 456 пәләстинлик өлтүрүлди, 79 миң 476 пәләстинлик йариланди. бина харабиликлири астида һазирму йәнә миңлиған кишиниң җәсити барлиқи билдүрүлмәктә. шундақ болушиға қаримай, исраилийә қисимлири хәлқ панаһлиниватқан дохтурхана вә маарип орунлирини вәһшийләрчә һуҗум нишани қилишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر