трамп һөкүмитиниң чәтәллик оқуғучиларға алақидар қарари әмәлдин қалдурулди

америкада пирезидент доналд трамп һөкүмитиниң күздә пүтүнләр тордин дәрс өтүшкә башлиған университетларда оқуватқан чәтәллик оқуғучиларға алақидар қарари әмәлдин қалдурулди.

1455364
трамп һөкүмитиниң чәтәллик оқуғучиларға алақидар қарари әмәлдин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп һөкүмити мәзкүр университетларда оқуватқан чәтәллик оқуғучиларға қарита «йа йүзму- йүз дәрс өтидиған университетларға өтүши йаки дөләттин чиқип кетиши керәклики» шәртини қошқан  болуп, бәлгилимигә қарши елип берилған қануний муҗадилидин кейин һөкүмәт қараридин йанди.

бәлгилимигә қарита харвард вә массачусетс санаәт институти (MIT) әрз сунған болуп, әрзни бир тәрәп қилған районлуқ сотчи аллисон бурровс бу йеңи қарарни елан қилди.

буррос түнүгүн сотта тунҗи қетимлиқ испат аңлаш йиғининиң ечилишида сөз қилип, америка чегра мудапиә вә таможна органлириниң мәзкур қарарни бекар қилидиғанлиқини билдүрди.

трамп һөкүмити 6 - ийулдики байанатида, ковид-19 йуқуми сәвәбидин пүтүнләй торда дәрс өтүш усулини башлиған университетларда оқуш һәққигә игә болған чәтәллик оқуғучиларға йеңи виза берилмәйдиғанлиқини вә америкадики оқуғучиларниңму дөләттин чиқип кетиши керәкликини елан қилған иди.

байанатта, оқуғучиларниң қанунлуқ орнини сақлап қелиш үчүн қисмән йаки толуқ йүзтура маарип билән тәминләйдиған башқа университетларға көчүши керәклики билдүрүлгән иди.

трамп һөкүмитиниң бу қарари зор тәсир қозғиған һәмдә 17 иштаттики вә пайтәхт вашингитон дики 40 тин артуқ университет қарарниң әмәлдин қалдурулиши үчүн сотқа әрз сунған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر