фирансийә археологлири сүрийәдә тарихи йадикарлиқиларни талан - тараҗ қилмақта

фирансийә археологлири сүрийәниң шәрқидә мәхпий қезиш елип берип, тепилған асарә - әтиқә йаки тарихи йадикарлиқиларни алқиниға киргүзмәктә.

1455493
фирансийә археологлири сүрийәдә  тарихи йадикарлиқиларни талан - тараҗ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, фирансийә археологлири дәйризорниң шәрқий шималидики ғарибә йезисиниң йениға җайлашқан вә «шәйх һамад теғи» дәпму аталидиған қәдимий «дур қатлимну» шәһиридә қезиш елип бармақта.

йил бешидин башланған қезишқа аз дегәндиму 10 нәпәр франсийә археологи вә мутәхәссиси қатнашмақта.

қи.иш ишлири асасән дегүдәк кечидә, йошурун һалда YPG / PKK терорчилириниң һимайисидә елип берилмақта.

йәрлик мәнбәләр,  фирансийәликләрниң қәдимий шәһәрдин қезип чиқарған асарә - әтиқә йаки тарихи йадикарлиқиларни, өмәр нефитлики саһәсидики франсийә вә америка әскәрлири җайлашқан йәргә тошуватқанлиқини  билдүрмәктә.

YPG / PKK террорчилири болса, пуқраларниң қәдимий шәһәргә йеқинлишишини тосуп, агаһландурушлириға бойсунмиған пуқраларни қолға елиш билән тәһдит қилмақта.

фирансийәниң пайтәхти парижда алдинқи ай мисир, ливийә, йәмән вә сүрийә қатарлиқ дөләтләрдин қәдимки буйумлар әткисчилики қилған 5 җинайәт гумандари назарәткә елинған иди.

дәйризорниң шәһәр мәркизи дин 70 киломитир йерақлиқтики қәдимий шәһәр, ассур империйәси дәвридики әң муһим шәһәрләрниң бирси болуш алаһидиликигә игә.

ички уруш җәрйанида даеш вә YPG / PKK терорчилири тәрипидин көп қетим вәйран қилинған бу қәдимий шәһәрдә , 1978 - йилдин 2010 - йилғичә болған арилиқта германийә археологлириму қезип тәкшүрүштә болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر