рийад әлмалики исраилийәни агаһландурди

пәләстин ташқи ишлар министири рийад әлмалики, исраилийәни ишғал астидики ғәрбий қирғақни қошувелишиниң кәлтүрүп чиқиридиған ақивәтлириниң болидиғанлиқини ейтип агаһландурди.

1442782
рийад әлмалики исраилийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министири рийад әлмалики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишидә сөз қилип, хәлқара җәмийәтни исраилийәни қошувелиш пиланидин ваз кәчтүрүш үчүн һәрхил җазаларни өз ичигә алған «үнүмлүк тәдбирләр»ни қоллинишқа чақирди.

қошувелишниң җинайәт икәнликини вә исраилийә – пәләстин мунасивәтлирини қайтиш мумкин болмайдиған бир йолға киргүзүп қойидиғанлиқини билдүргән малики, «исраилийә қошувелишниң тез кәлтүрүп чиқиридиған ақивәтлириниң болидиғанлиқини билиши керәк» деди.

у йәнә барлиқ дөләтләрни пәләстинни етирап қилишқа чақирип, «һәммә дөләт бәк кечикип кәтмәстин йөнилишни өзгәртиш, исраилийә ишғалини тохтитиш вә икки дөләтлик һәл қилиш чарисини қутқузуп қелишқа йардәмчи болидиған күчкә игә » дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر